Название: Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.
Автор: Уйгурские Народные Сказки
Издательство: Автор
isbn:
isbn:
Много ли, мало ли времени прошло, наконец, она привела с собой доктора Утку и родителей Асланхана. Она еще не успела все объяснить, как госпожа Кошка стала то упрекать гусыню, то громко причитать, глядя на своего котенка:
– Вай, мой маленький сыночек. Как же мне быть, что делать?
– Вы могли бы немного помолчать? – доктор Утка достал из своего сундучка шприц и какие-то препараты, но причитания госпожи Кошки не прекращались. Доктор сделал котенку укол. Потом он раскинул его лапки в стороны и начал делать искусственное ды-хание.
Наконец, Асланхан открыл глазки и увидел маму, которая с надеждой смотрела на него.
– Мамочка! – промяукал он.
Госпожа Кошка заплакала, крепко прижимая его к груди.
Аридин үч күн өтүп, асланханниң йәнә сиртқа чиққуси кәлди. Униң йәнә чимәнликкә берип, кепинәк қоғлап ойниғуси, көл бойиға берип, көлни тамашә қилғуси, әгәр епи келип қалса, өзини суға чөктүрүветишкә сәвәпчи болған ғазнисаниң балисиниң әдивини берип қойғуси бар еди. Бирақ, шу иштин кейин, униң аниси уни бәкму қаттиқ тутидиған болуп қалди. Шуңа асланхан өй ичидә тоғра кәлгән нәрсиләрни уруп-чиқип, анисини зар-зар қақшатқили турди.
– Җеним балам, немә болдуң? – деди мөшүкхан һәйран болуп, – көңлүңдикини ейтқин, немә десәң, шуни қилип берәй, немә лазим болса, шуни әкелип берәй.
Асланхан пәрвасизлиқ билән өйни малли-матаң қилишни давамлаштурди. Аниси көзлиригә яш алған һалда:
– Бечарә балам, кесәл болуп қалған охшайсән. Өдәкхан дохтурни чақирип келәй, мән кәлгичә җимирақ олтирип турғин, – деди.
Асланханниң көзлиридә хошаллиқ нурлири чақнап кәтти. У бешини лиңшитип:
– Мақул ана, сән чақирип кәлгин, мән җим олтирип туримән, – деди.
Мөшүкхан дәрһал өйдин чиқип, ишикни сирттин қулуплап қоюп, кетип қалди.
Асланхан анисиниң қариси йоқилиши билән тәң, деризини ачтидә, сиртқа чиқип кәтти.
Асланхан чимәнликкә барди, лекин униңға бирәр кепинәкму учримиди. Мекиян вә униң балилири учриған җайғиму барди, лекин уларму көрүнмиди. У әнди көл бойиға бармақчи болуп, шунчә көп маңсиму, көл бойиға йетип келәлмиди. Асланхан әтрапқа қарап, бирдин чоң сөгәт дәрәқниң сайисида сүрәт сизиватқан тошқанханни көрди. Асланхан униң қешиға кәлди.
– Бу немә қиливатқиниңиз? – дәп сориди асланхан һәйран болуп.
Тошқан өрүлүп қариди вә сизиштин тохтимай туруп:
– Ойниғили кәлдиңизму? – деди.
– Һә, мени биләмсиз?
– Өзиңизни техи көрүп бақмиған, лекин аниңизни тонуймән, сиз мөшүкхан һәдәмниң балисиғу дәймән.
Асланхан бешини лиңшитип, қуйруғини шипаңлитип қойди.
– Мән сәвзә сизиватимән, – деди тошқанхан жирағирақ берип, бир көзини қисип, рәсимгә қарап, – СКАЧАТЬ