Название: Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.
Автор: Уйгурские Народные Сказки
Издательство: Автор
isbn:
isbn:
Ғазнисаниң балилири буни аңлап, параққидә күлүшүп кәтти. Бу күлгә асланханниң аччиғини кәлтүрүп қойди, чүнки асланхан буни анисиға қилиниватқан һақарәт дәп билди. Шуңлашқа у ичидә: «Булар анам тиллиған мекиянниң йеқин туққанлири болса керәк. Мекиян бая мениң бешимни чоқувалди. Мән бу микянәмниң туққанлириниң балисини бир қорқутуп қояйму-йә, дәп ойлиди. Дәл шу пәйттә ғазнисаниң балилириниң бири асланханға:
– Асланхан, бу йәргә чүшкин, биз биллә суда үзүп ойнайли, – деди.
– Ундақ демә, – деди ғазниса балисиға җиддий қарап, – асланхан үзүшни билмәйду.
Ғазнисаниң сөзи асланханниң әрвайини учурди. «Қараңлар, буларниң чоңчилигини, – дәп ойлиди асланхан көңлидә.
– Һим… сениң кичиккинә балилириң үзүшни билидекәну, мән билмәйдекәнмән».
Асланхан бирдинла өзини суға ташлиди. «Бултуқ» қилған аваз билән тәңла асланхан ғайип болди. Ғазнисаниң балилири чоқурушуп, әтрапиға тарилип кәтти. Ғазниса җиддийлишип, у яқ-бу яққа үзүп, асланханни издиди. Туюқсиз асланханниң беши көрүнди. Ғазниса дәрһал униң бешидин чишлидидә, уни қирғаққа елип чиқти. Һәйәл қилмай, ғазнисаниң балилириму үзүп қирғаққа чиқти.
Асланханниң һәммә әзайи чилиқ-чилиқ су еди. У көзи жумулған һалда һошсиз ятатти, униң тиниқлириму аңланматти.
– Иш чатақ болди, – деди ғазниса балилириға қарап, – силәр асланханға қарап туруңлар, мән берип, дохтур чақирип келәй.
Ғазниса сөзини түгитипла еғаңлап жүгәргиничә кетип қалди. Бирдәмдин кейин өдәкхан дохтур билән асланханниң ата-аниси йетип келишти. Ғазниса әһвални чүшәндүрүп болғачқа, мөшүкхан бир яқтин ғазнисаға товлап, бир яқтин «Вай, балам, қандақ қилимән» дәп дат-пәрият көтәрди.
Вақиримай турсиңиз қандақ? – деди өдәкхан дохтур сандуғидин уколлирини елип туруп, лекин мөшүкханниң чуқан-сөрүнлири бесилмиди. Өдәкхан дохтур авал асланханға бир тал укол салди. Андин асланханниң қоллирини йейип, уни сүнъий нәпәсләндүрүшкә башлиди. Бир һазадин кейин асланхан көзини ачти, у өзигә тәлмүрүп турған анисини көрди вә:
– Ана! – дәп товлиди.
Мөшүкхан жиғлап туруп, уни бағриға басти.
Котенок Асланхан подошел к берегу большого озера, заросшего зеленой травой и окруженного деревьями. На цветочной полянке лежало упавшее старое, кривое дерево. Котенок залез на дерево, чтобы разглядеть все вокруг, и очень обрадовался. Счастливый, он начал бегать по этому бревну туда-сюда. И, вдруг, он увидел, что со стороны озера идет некто, совсем белый, и ведет за собой таких же белых кого-то, только маленьких. Асланхан не знал кто это такие. Но про себя подумал, что они чем-то похожи на Мекиян с цыплятами. «Они такие же белые, как курица, но шея у них длиннее. У Мекиян клюв постоянно открытый. А у этой птицы – клюв плоский. И ее дети не очень похожи на цыплят. Кто же они такие?» – подумал котенок.
Дети госпожи Гусыни, увидев сидящего на старом дереве котёнка, спросили:
СКАЧАТЬ