Название: Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.
Автор: Уйгурские Народные Сказки
Издательство: Автор
isbn:
isbn:
Әтиси күн петишқа йеқин түлкә билән бөрә асланханни башлап, мәһәллигә йеқин орманлиққа келишти. Ормандин қариса, мәһәллидә болуватқан ишлар көзгә хелила ениқ көрүнүп туратти, асланхан у йәр-бу йәрләрдә данлап жүргән қарақуриларни көрди. «Вай, булар мекиянға һәҗәпла охшайдекәнғу? – дәп ойлиди асланхан, – улар мени көрсә, йәнә бешимни чоқулап кәтмәмду, һә раст, у чағда қолумдин иш кәлмәтти. Әнди болса, периштә маңа қабилийәт қилди, бозәк болмаймән».
– Сән аста барғин, – деди түлкә асланханға пичирлап, – чандуруп қойма җуму?
Асланхан аста өмүләп мәһәллигә кирди вә бир катәккә киривелип, ичидин тақавалди. Аз өтмәй, топ-топи тохулар өй-өйлиригә кирип кетишти. Ахирқи бир топ тоху өз өйиниң алдиға келип, ишикни ачалмай һәйран болушти.
– Бу немә иш? – деди уларниң ичидики қизил таҗилиқ бирси ишикни иштирип беқип, – әһвалидин қариғанда бир чатақ бардәк туриду, қарап турмайли, дәрһал холум-хошниларниң өйлиригә киривалайли.
Униң сөзи түгимәй турупла, тохуларниң әтрапида сүрлүк икки сайә пәйда болди вә уларға шиддәт билән һуҗум қилди. Тохуларниң қақақлиған әнсиз авазлири мәһәллини зил-зилигә кәлтүрди. Бирдинла мәһәллидики тайғанларму қавашқа башлиди. Түлкә билән бөрә бирдин тохуни чишлигиничә орманлиқ тәрәпкә қачти. Асланханму қечишниң қойиға чүшүп, астила сиртқа чиқиведи, тохулар уни қоршавелип, чоқилап, униң үз-көзини қан қиливәтти. Асланхан ағриққа чидимай миявлап, миң-бир тәсликтә орманлиққа қечип барди. Асланхан қариса, түлкә билән бөрә олҗиларни бөлүшәлмәй бир-бирини боғушқили турупту.
Шу пәйттә бирдинла мәһәллә тәрәптин он нәччә тайған қоғлап келип қалди вә түлкә билән бөрини қоршавалди. Түлкә билән бөрә бир-бирини чишлишип, йерим җан болуп қалғачқа, қоршавни бөсүп чиқип кетәлмиди. Тайғанлар уларни тутувалди.
Бир ташниң далдисида титирәп олтарған асланхан тайған башлиқниң алдиға жүгрәп бардидә, өзини туталмай жиғлавәтти. Тайған башлиқ униңдин немишкә түлкә билән бөригә қошулуп, яман йолға маңғанлиғини сориведи, Асланхан һәммини ейтип бәрди. Тайған башлиқ асланханға ечинған һалда:
– Анаңниң сени тәрбийиләш усули тоғра әмәскән, шундақтиму сениң өйдин қечип чиқип кетишиң задила яхши болмиған иш. Дунияда нәдиму периштә «сүп» қилип қойса, қабилийәтлиқ болидиған иш болған? Қабилийәт дегәнни өзәң җапаға чидап мәшиқ қилиш арқилиқ қолға кәлтүрәләйсән, – деди.
Асланхан пушайман қилип, техиму қаттиқ жиғлавәтти.
– Болди жиғлима, – деди тайған башлиғи, – өйүңдикиләр сени издәп, бәк аварә болуп кәтти. Бизму сени издәп тапалмиғандуқ. Яхши болди, биз сени өйүңға апирип қояйли.
Асланханниң қәлбини хошаллиқ чулғиди, униң көз алдида ата-аниниң меһриван чирайи, хошнилириниң уни хошаллиқ билән қарши еливатқанлиғи намайән болди.
Мәһәммәт Рози ЯРҚИН, «Тарим» журнали. 6 сан, 1986 жил.
– Поздравляю, братец Асланхан! – произнес благоговейно лис, выйдя навстречу уставшим и голодным котенку и волку, – считай, что «ангел» вместе с тобой благословил СКАЧАТЬ