Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки
Чтение книги онлайн.

Читать онлайн книгу Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. - Уйгурские Народные Сказки страница 46

СКАЧАТЬ келиватисән? – дәп сорапту ишт.

      – Шәһәрдин, тохуларға дан әкелишкә барған едим, тухумму тапқач кәлдим. Өзи кичик болсиму, наһайити есил. Әгәр буни тохуға бастурсаң, шундақ җүҗә чиқидуки, у қериғичә һәр күни икки қетимдин туғиду.

      Иштниң көзлири чәкчийип кетипту. «Бизниң тохуларғиму шундақ тухум бастурсам… һәммә маңа рәхмәт дәрди» дәп ойлапту ишт. Кейин түлкидин:

      – Маңа мошу тухумлириңдин он нәччини бәргин, – дәп сорапту.

      – Мәйли, халиғиниңчә ал! Мән саңа охшаш қәдирдан достумдин һечнәрсини айимаймән, – дәпту түлкә.

      Ишт түлкини һойлиға башлап кирипту. Улар қуруқ тохуларға тухум бастуруш үчүн уга ясап, тохуларни қондурупту. Һәйяр түлкиниң «халис» хизмитини көргән ишт униңға раса ишинипту.

      Бираздин кейин түлкә қайтмақчи болуп, қапни дүмбисигә артиптудә, шу заманла «Алла-товва» дәп вайсашқа башлапту. Андин иштқа:

      – Вай, достумҗан, мағдирим кетип қалған охшайду. Һәммә йерим сиқирап ағриватиду. Бу әһвал билән өйгә кетәлмәйдиғандәк туримән. Бу йәрдә кечиләп, әтә әтигәндә кәтсәммекин.

      – Қонуп қалсаң, мәйли, достумҗан. Қачан сақайсаң, шу чағда кетәрсән, – дәп иштму өз җайиға берип йетипту.

      Әл айиғи течланғандин кейин, һәйяр түлкә кап-купла қилип үч тохуни тутуптудә, қепиға сапту. Тохулар қорқуп кәткәнлигидин, «қақ» дәп аваз чиқиралмай қапниң ичидә җим йетипту. Һәйяр түлкә: «Әҗайип түлкимәндә, иштни раса баплидим, әтигәнликкә шундақ һейлә қилимәнки, қапни ишт өзи көтирип дәрвазидин әчиқип бериду. Бәрибир күрүк тоху тухумлардин җүҗә чиқарғичә қаптики тохулар қосиғимға кирип болиду», дәп өзичә хошал бопту.

      Күрүк тоху кечичә тухумни бесип, таң атай дегәндә тегидә немиду-бир нәрсиләрниң қимирлаватқинини сезипту.

      – Вийәй, җүҗә чиқарғанға охшаймән, – дәп шундақ қариғидәк болса, тегидин бир нәрсиләр өмүләп чиқиватқидәк. Күрүк тохуниң җан-пени чиқипла кетипту. Қорққинидин «қақахлап» һойлиниң ичини бешиға кийипту. Буни аңлиған барлиқ тоху, ғаз, өдәкләр палақлишип, пайпаслишип катәкниң чөрисигә жиғилипту. Иштму жүгрәп кәпту. Қариғидәк болса, төрт путлуқ, беши иланниңкидәк бир нәрсиләр өмүләп чиқип келиватқидәк.

      – Бу немә аламәтту, – дәп һәйран болушупту ғазлар.

      – Һәй, бечарә, тухумни бекар басқан екәнсән, – дәпту өдәкләр. Тохулар болса, қорққинидин:

      – Қа… қа… қа… Буни бизниң ала чиқарди, мана тухум шакаллири, – дейишипту. Күрүк тоху болса, қанатлирини қеқип, көзлиридин яш төкүп жиғлапту.

      Ишт авал һечнәрсини чүшәнмәпту. Кейин билип қаптудә, аччиғидин чишлири ғичирлап кетипту.

      – Түлкиниң әкәлгәнлири ташпақиниң тухуми екән, һарамзадә мени алдапту, мана әнди мән алдашниң қандақ болидиғанлиғини көрситип қойимән!

      Буни сәзгән түлкә орнидин туруп, немә қилишини билмәй гаңгирап қапту.

      – Еһ, шорум қурсун, күрүк тоху ташпақа тухумлиридин җүҗә чиқирип қоюпту, җүҗә чиқиши йеқин болуп қалған тухумни алған екәнмәндә, әнди қандақ қилармән? – дәп пайпетәк болупту. У чаққанлиқ билән қапни дүмбисигә селип, һойлиға СКАЧАТЬ