Название: Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.
Автор: Уйгурские Народные Сказки
Издательство: Автор
isbn:
isbn:
Шундақ қилип, бөриләр күз күнлириниң биридә, зәһири толған үшшүк һәрисигә охшаш, вәһшийлиги чекидин ешип, җаңгалдики һайванларға һуҗум қилишқа башлапту. Җаңгалдики һайванларму бош кәлмәпту. Қириқ кечә-күндүз җәң бопту, болғандиму шундақ қаттиқ җәң боптуки, һай, һай! «җалаққу-җулуқ, валаққу-вулуқ, тараққу-туруқ, шараққу-шуруқ…» өлгәнләр өлүпту, сақ қалғанлар сақ, ахири һайванлар бөриләрниң бирини қоймай, һәр тәрәптин дәссәп, янчип, чишләп, үсүп, чәйләп, уштидин-пуштиғичә уларни бу җаңгалға қәдәм басмас қиливетипту. Тошқанбай бу әҗайип җәңни җаңгалниң ичидә марап туруп көрүпту, мәйданда һайванларниң қанға бойилип җәң қиливатқанлиғини көрүп, көзлири қараңғулишип кетипту.
Һайванлар ғалип кәпту, бөриләр мәғлуп бопту, амма бир ақсақ бөрә һайванларниң көзини ғәләт қилип, ғиппидә җаңгалниң башқа четигә қечиптудә, чатқаллиқниң ичигә кирип кетипту. Буни көргән қирғавул, униң нәгә мөкидиғанлиғини көрүвелип, һайванларға хәвәр қилайчу, дәп, арқисидин меңипту.
Туюқсизла ағзи-бурни қан бир ақсақ бөриниң чатқаллиқниң ичигә кирип кәлгәнлигини көргән чатқал ичидики һелиқи тошқанниң қорққинидин көзигә дуния қараңғу көрүнүпту. Явуз бөрә чишлирини ғучурлитип:
–Һим… сәнму мениң дүшминим болисәнғу, шәйтан. Әнди қолға чүштүңму? Бүгүн җими дәрт-әлимимни сәндин алмисам, тохта!.. – дәп девәйләпту. Тошқан шу чағда көзлиридин мончақ-мончақ яш төкүп:
–Тәхсир, шәпкәтлик бөрә ата, мән урушқа қатнашмидим. Силигә қарши җәң қилимиз дегән чағда: «Яқ, бөрә падиша наһайити күчлүк, силәрниң күчүңлар йәтмәйду» дедим, маңа рәһим қилсила, бөрә ата – дәп ялвурупту.
–Рәһим қилсила?! Кимгә?! Әгәр сән мән тәрәптә болғанда немишкә һайванларниң мәслиһәтлирини алдин маңа хәвәр қилмидиң? Демәк, әслидә сәнму әшулар тәрәптә!
– Ундақ болса, – дәпту бөрә, – мән қириқ кечә, қириқ күндүз җәң қилип һардим, ачтим. Қени йеқин кәл, мениң ярилиримни теңип, өзәң яхшилап күткин.
Тошқан лағилдап титирәп йә алдиға, йә кәйнигә маңалмай, ахири бөриниң йениға йеқинлашқан екән, явуз бөрә бир басмақдап тутуптудә, икки чайнап жүтүпту.
Бечарә тошқанниң бу ечинишлиқ әһвалини көргән дәрәқ учидики қирғавул учуп берип, һайванларға хәвәр қилмақ бопту. У йолда келиватқанда, сәллиси чугулуп, алақ-җалақ қечип келиватқан түлкигә учрапту.
– Һә, түлкивай, немишкә қачисән? Һайванлар бөригә қарши җәң қиливатидиғу? – дәп сорапту.
– Һайванларниң ғәзиви чекигә йәтти. «Йеғидин яр бойи қач» дегәнни аңлимиғанмидиң. Мундақ чағда қайси бөрә, қайси түлкә илғап турмайду, уларға һәммиси бәрибир. Бәш-он күн бирәр яққа йошурунуп турай дәймән, – дәп җавап берипту.
Қирғавул түлкиниң һейлисини қосиғиға пүкүптудә, хәп тохта, һайванларға ейтип, әдивини бәрмисәм, дәп җаңгал тәрәпкә қарап учупту.
Бу чағда һайванлар чоң мәрикә түзүп, ким тирик, ким өлүк, ким сақ, ким қандақ сүрүштүрүп, дүшмәнни йоқатқанлиғиниң СКАЧАТЬ